Америка хитайниң 4 чоң санаәт ширкитиниң америкидики мәблиғини тоңлатти


2006.06.15

Тәйвәндә чиқидиған мәркизи агентлиқи 15 ‏- июн күни хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җаң йүниң сөзини нәқил кәлтүрүп": кәң көләмлик йоқитиш характерлик ядро қораллирини кеңәйтиш хәлқара билән районниң тенчлиқи вә бихәтәрлики үчүн пайдисиз болупла қалмай, хитайниң мәнпәәтигиму уйғун әмәс , шуңа җуңго һөкүмити йоқитиш характерлик ядро қораллирини кеңәйтишкә қәтий қарши туруш билән биргә һәрқандақ ширкәт вә шәхсниң бу хил қоралларни кеңәйтиш паалийәтлиригә қатнишишини чәкләйду " деди.

Америка һөкүмити 13 ‏- июн күни, хитайниң LIMMT сода ширкити вә CHANGCHENG санаәт ширкити қатарлиқ 4 ширкәтниң америкидики мәблиғини тоңлатти вә бу ширкәтләрни "иранниң ядро қораллирини тәрәққи қилдуруш үчүн һәмкарлашқан" дәп әйиблиди.

Хитай тәрәпниң қаришичә, америкиниң җуңгониң бу төт чоң санаәт ширкити үстидин чиқарған қарари тоғра әмәс вә қанунға уйғун әмәс икән һәмдә икки тәрәпниң ядро қораллирини кеңәйтиш мәсилисидә бәрпа қилған һәмкарлиқиға вә хитай ‏- америка мунасивитиниң тәрәққиятиғиму зиян кәлтүрүидикән.

Америка даирилириниң билдүрүшичә, LIMMIT қатарлиқ хитайниң бу 4 ширкити, иран һәрбий қисимлири вә ядро қорал кеңәйткүчиләрни , ядро қораллирини ясашта қоллинидиған мунасивәтлик материял вә үскүниләр билән тәминлигән. Буниңдин сирт мәзкүр ширкәтләр йәнә иран һәрбий қисимлирини , иқтисад, техника вә мулазимәт җәһәттиму тәминлигән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.