Хитай хәнйүәндики су амбири маҗраси мунасивити билән 10 миң кишилик һәрбий орунлаштуруш елип барди
2004.11.07
Сичүәнниң хәнйүән наһийисидики су амбири еликтир қурулуши кәлтүрүп чиқарған қаршилиқ көрситиш һәрикити вә тоқунуш техи бесиқмиди. Вәзийәт йәкшәнбә күни бир аз пәсәйгән. Бирақ наразилиқ һәрикити йәнә давам қилмақта.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң шәнбә күни хәвәр қилишичә, тоқунушта һазирға қәдәр икки адәм өлгән. Йәрлик даириләрниң пиланидики бавбу го су еликтир истансиси қурулуши, шу райондики нурғун аһалиларниң көчишини кәлтүрүп чиқарған иди. Пуқралар йәр мөлүк вә көчүриш һәққини аз көрүп, қурулуш мәйданида 30 миң кишилик намайиш өткүзгән вә сақчилар билән тоқунушқан. Сақчилар яш аққузуш бомбиси етип, пуқраларни тарқитиветишкә урунған иди.
Сақчилар билән болған тоқунушта пуқралардин икки киши өлгән. Франсийә ахбарат агентлиқиниң хоңкоң мәтбуатлиридин нәқил кәлтүрүшичә, нәқ мәйданни көзүтишкә барған сичүән үлкилик партком секритари җаң шөҗоң, намайишчилар тәрипидин бир қанчә саәт гөрүгә еливелинған. Бирақ бу хәвәрниң тоғрилиқи һөкүмәт даирилири тәрипидин испатланмиди. Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хоңкоңда чиқидиған " алма " гезитиниң хәверини нәқил кәлтүрүшичә, хитай һөкүмити хәнйүән наһийисиниң бавбуго әтрапидики районға он нәччә миң кишилик һәрбий қисим орунлаштурған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити сичүәндә су амбири ясашқа қарши чиққучиларни қаттиқ җазалайдиғанлиқини билдүрди
- Хитайлар билән туңганлар оттурисида йүз бәргән тоқунушларда аз дегәндә 20 киши өлди
- Сичүәндики наразилиқ намайиши җәрянида бир намайишчи уруп өлтүрүлди
- Хитай сот даирилири иш ташлашқа қатнашқан бәш ишчини түрмигә ташлиди
- Бейҗиңда йүздин артуқ ялланма ишчи сақчилар тәрипидин қаттиқ думбаланған
- Әнхүйдә он миңдин артуқ пинсийигә чиққан ишчи намайиш өткүзди
- Хитай сақчилири чоңчиңдики топилаң мунасивити билән 40 адәмни қолға алди
- Чоңчиңдики намайишта кишиләр сақчи вә һөкүмәт бинасиға һуҗум қилди
- Хитай сүний һәмраһи сичүәндики аһалилар райониға чүшүп кәтти
- Бир хитай ишчиси ишқа орунлаштуруш идарисиға наразилиқ билдүрүп өзигә от қоюп бәрди
- Шәншидә 10 миңдин көп ишчи иш ташлиди