Җаң земин, мәркизи һәрбий ишлар кометитиниң рәисликидин айрилди
2004.09.19
Сабиқ хитай дөләт рәиси җаң земин , хитай мәркизи һәрбий ишлар кометитиниң рәислик вәзиписидин айрилди . Хитайниң һөкүмәт зувани шинхва ахбарат агентлиқи, җаң земинниң һәрбий ишлар кометитидики вәзиписини хитай дөләт рәиси ху җиңтав өткүзивалғанлиқини хәвәр қилди.
Хитай қораллиқ қисимлириниң али рәһбәрлик оргини болған мәркизи һәрбий ишлар кометитиниң рәислик вәзиписини игиллигән җаң земин , хитай дөлитиниң бихәтәрлик вә ташқий ишлар саһәсидики һоқуқи әң зор шәхс һисаплинатти . Җаң земин билән ху җиңтав оттурисидики һоқуқ күриши ахирқи вақитларда күчийишкә башлиған .
Бирақ бу қетимқи мәркизи кометит йиғини арқилиқ ху җиңтав партийә , дөләт вә армийә һоқуқини контрол қилди . Бу хитай йеңи әвлат рәһбәрлириниң хитай компартийәси 1949 -йили һакимийәт тартивалғандин бери тунҗи қетим һоқуқни оңушлуқ өткүзүвелиши болуп һисаплиниду . Җаң земин , 1989 - йилдики тиананмен оқуғучилар һәркити қанлиқ бастурулғандин кейин һакимийәт үстигә чиққан . Күзәткүчиләр , җаң земинниң һоқуқтин айрилиши қисқа вақит ичидә сиясәт җәһәттики чоң өзгүрүш пәйда қилмаслиқи мүмкин . Бирақ бәзи кичик өзгүрүшләрниң йүз беридиғанлиқини илгири сүрмәктә . Ху җиңтав , җаң земиннға қариғанда бир қәдәр мотидил дәп қарилиду . (Әркин)