Чиңхәйдә қуш зукам виросида өлгән қушларниң сани әслидикидин көп болуп чиқти
2005.05.27
Хитай йеза игилик министирлиқидики әмәлдарлар, чиңхәйдә H5N1 типлиқ зукам виросидин өлгән қушларниң саниниң миңдин ашидиғанлиқини җакарлиди. Хитай йеза игилик министирлиқи һайванатлар идарисидики җя йолиңниң җүмә күни ашкарилишичә, чиңхәйдә зукам виросидин өлгән қушларниң сани, һөкүмәт даирилири бир қанчә күнниң алдида елан сандин бәш һәссә көп икән. Хитай һөкүмити 150 учар қушниң мәзкур виростин юқумланғанлиқини елан қилған иди.
Йеза игилик министирлиқиниң баянатчиси вукам виросидин өлгән қушларниң қақир, ява өрдәк типидики қушлар шундақла су қушлирини өз ичигә алидиғанлиқини билдүргән.
Зуклам вироси тарқиған җайниң ғәрби уйғур аптоном райони билән чегрилиниду. Бу арида хитай йеза игилик министирлиқи уйғур аптоном райони қатарлиқ җайларда тарқалған еғиз - туяқ яллуғини йошурғанлиқини рәт қилған. Еғиз - туяқ яллуғи өткән йили уйғур аптоном райониниң или қатарлиқ җайлирида көрүлгән иди.
Хитай сәһийә даирилириниң тәкитлишичә, өй һайванлири вә инсанларниң қуш зукам вироси билән юқумланғанлиқини һазирға қәдәр байқимиған. H5N1 Типлиқ қуш зукам вироси буниңдин 8 йил илгири байқалған болуп, тайланд, камбоджа, вейтнамларда 50 кишиниң җениға замин болған иди. (Әркин)