‎ Дуня сәһийә тәшкилати хитайдики қуш зукими вирусиниң тарқилиш әһвалидин әндишә ‎қилмақта


2005.10.20

Дуня сәһийә тәшкилати пәйшәнбә күни хитайдики қуш зукиминиң тарқилиш әһвалидин ‎әндишә қиливатқанлиқини ипадилиди. Чаршәнбә күни хитай һөкүмити ички моңғулниң ‎көкхот шәһири әтрапидики бир фермида ‎H5N1 типлиқ қуш зукими вируси байқалғанлиқини ‎вә бу сәвәбтин 2600 дин артуқ өй қушиниң өлгәнликини етирап қилған иди. ‎

Дуня сәһийә тәшкилатиниң бейҗиңдики баянатчиси, "биз бу ишқа интайин көңүл ‎бөлүватимиз. Чүнки һәр қандақ йеңи җайда, йеңи кесәллик әһваллириниң байқилиши, ‎адәмләрниң юқумлиниш еһтималлиқини көпәйтиду" деди. ‎

‎ Хитай деһқанчилиқ министирлиқиниң дуня сәһийә тәшкилатиға мәлум қилишичә, ‎һазирғичә хитай даирилири көкхот шәһири әтрапида таралған қуш зукиминиң ‎тарқилишиниң алдини елиш үчүн 90 миңдин артуқ өй қушини өлтүргән. ‎

Хитай сәһийә министирлиқи гәрчә илгири кесәллик әһвали һәққидики учурларни очуқ- ашкара ‎елан қилидиғанлиқини билдүргән болсиму, ички моңғулдики сәһийә вә йеза- игилик ‎даирилири бу һәқтики зиярәтләрни қобул қилишни рәт қилмақта. ‎

‎ Бу арида, тәйвән чегра мудапиә идарисиниң билдүрүшичә, тәйвән даирилири йеқинда ‎қолға чүшүргән хитайдин әткәс қилинған өй қушлири арисидиму ‎ H5N1 ‎ типлиқ қуш ‎зукими вирусини байқиған. ‎

‎ Русийидә болса, москва шәһири әтрапидики бир районда қуш зукими вируси ‎байқалғандин кейин, москва шәһәр башлиқи хәлқни чөчүп кәтмәсликкә чақирди ‎һәмдә пәйшәнбә күнидин башлап, җиддий тәдбир қоллинип, бу райондики тоху, өрдәк, ғаз ‎қатарлиқ өй қушлири гөшлириниң базарға селинишини қәтий чәкләйдиғанлиқини билдүрди. ‎‎(Арзу)‎

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.