Хитай, қуш зукиминиң алдини елиш үчүн чегрини тақиши мумкин
2005.10.23
Хитайниң сәһийә әмәлдарлири йәкшәнбә күни, навада хитайда қуш зукими адәмләрдә байқилипла қалса, у чағда хитайниң чегрини вақитлиқ тақиветидиғанлиқини билдүрди. Хитайниң һөкүмәт мәтбуатлири йәнә, чегрини тақашниң хитайға нурғун иқтисадий зиян кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини, лекин әҗәллик қуш зукиминиң алдини елиш үчүн мушундақ қилишқа мәҗбур болидиғанлиқини мәлум қилди.
Асия тәрәққият банкисиниң мөлчәрлишичә, қуш зукими әгәр адәмләргә юқуп, уларниң арисида тарқилип кәтсә, гәрчә дәриҗиси еғир болмиған әһвалдиму, йәнила 100 милярд америка доллириға йеқин иқтисадий зиян келип чиқидикән.
Хоңкоң даирилириму өткән һәптә, әгәр бу кесәл адәмләрдә байқалса, хоңкоңниң хитай чоң қуруқлуқи билән болған өтүш понкитлирини тақайдиғанлиқини билдүргән иди. Лекин әнглийидики бир гезиттә, бу хилдики усулниң пәқәт бу хәтәрлик вирусниң тарқилишини бир нәччә күн яки бир нәччә һәптә кәйнигә кечиктүрүш ролинила ойнайдиғанлиқини мәлум қилған. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайдики қуш зукими вирусиниң тарқилиш әһвалидин әндишә қилмақта
- Ички моңғулда қуш зукими вируси байқалди
- Мутәхәссисләр: чиңхәйдики қуш зукам вирусиниң әтраптики районларға тарқилиш мумкинчилики зор
- Дуня сәһийә тәшкилати, қуш зукиминиң башқа районларға тарқилишидин әндишә қилмақта