Хитай қораллиқ сақчи қисим билән қуш зукимиға тақабил турмақчи


2005.11.06

Хитайниң лявниң өлкисидә қуш зукими кесили байқалғандин кейин, хитай даирилири қуш зукими кесили әһвали бир қәдәр еғир болған җинҗов шәһиригә қораллиқ сақчи қисимлирини әвәтип, бу кесәлниң тарқилишини контрол қилиш ишлириға салди.

Буниңдин 10 күн авал җинҗов шәһириниң әтрапидики йеза-кәнтләрдә қуш зукими байқалғандин кейин, бу районда һазирғичә нәччә милйон тоху өлтүрүлүп болди. Хитай даирилири гәрчә һазирғичә бу кесәлниң адәмләрдә байқалмиғанлиқини билдүрсиму, лекин улар йәкшәнбә күни дуня сәһийә тәшкилатини хунәндики 3 бимарниң бу кесәлгә гириптар болған болмиғанлиқини ениқлашқа тәклип қилди.

Хитайниң хунән өлкисиму қуш зукиминиң тәһдитигә еғир учриған районларниң бири. Хитайда өткәнки 3 һәптә ичидила хунән вә лявниңлардин сирт йәнә, әнхүй вә ички моңғол районлиридиму бу кесәллик байқалған.

Қуш зукими кесили дәсләп асияда байқалған болуп, бу һазир тезидинла оттура асия һәтта явропағичә таралди. Һәр қайси дөләтләр һазир бу кесәлниң инсанларға юқишидин күчлүк әндишә қилмақта. Өткән йилидики қуш зукими апитидә асия районида аз дегәндә 60 киши бу кесәл билән қаза қилған иди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.