Хитайда қуш зукими тарқалмақта
2005.11.07
Хитай һөкүмити әнхуй, хунән, лявниң өлкилири вә ички моңғул аптоном районида қуш зукими кесәллики оттуриға чиққандин кейин, дүшәнбә күни бейҗиңдики тоху, өрдәк вә қуш сетилидиған пүтүн базарларни тақиди.
Хәвәрләргә қариғанда, хитай һөкүмити шундақла, тоху, өрдәк вә қуш мәһсулатлириниң бейҗиңға киришини чәклигән һәмдә һөкүмәт қуш зукиминиң тарқилишниң алдини елиш үчүн икки милярд юән пул аҗратқан. Бу арида хитай сәһийә министири гав чяң дүшәнбә күни, қуш зукимиға қарши күрәшниң наһайити мурәккәп икәнликини билдүрүп, пүтүн һөкүмәт органлиридин бу кесәлликниң тарқилишиниң алдини елиш үчүн, кесәллик байқалғанда алақидар органларни дәрһал хәвәрдар қилишқа чақирди.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, дунядики көчмән қушлар өтидиған үч чоң йол хитайдин өтидикән. Мутәхәссисләр қуш зукими кесәлликиниң мәзкур кесәллик билән юқумланған көчмән қушлар тәрипидин тарқиливатқанлиқини тәкитлимәктә. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай қораллиқ сақчи қисим билән қуш зукимиға тақабил турмақчи
- Хитай өлүш сәвәби ениқ болмиған һайванларни истимал қилмаслиқ һәққидә уқтуруш чүшүрди
- Б д т хитайниң қуш зукам вируси тоғрисида техиму көп учур билән тәминлишини тәләп қилди
- Хитай қуш зукими билән адәм өлгәнликини инкар қилди
- Б д т хитайниң қуш зукими кесилигә болған назаритиниң йетәрлик әмәсликини ейтти