Хитайда 3 кишиниң қуш зукимиға гириптар болғанлиқи ениқланди


2005.11.16

Хитай сәһийә министирлики чаршәнбә күни 3 кишиниң қуш зукими кесилигә гириптар болғанлиқини ениқлиди. Уларниң иккиси хенәнлик, бири әнхүйлик болуп, бу кесәлгә гириптар болған 9 яшлиқ хенәнлик бир балиниң һәдиси өткән айда қуш зукими кесилигә охшаш аламәтләр билән өлүп кәткән иди. Лекин хитай даирилири униң қуш зукими билән өлгәнликини етирап қилмай кәлди.

Шундақла хитайниң шинхуа агентлиқиниң бу һәқтә бәргән хәвири наһайити қисқа болуп, униңда башқа һечқандақ тәпсилий мәлуматлар берилмигән. Нөвәттә дуня сәһийә тәшкилатидики мунасивәтлик хадимлар бу қизниң өлүм әһвали үстидин тәкшүрүш елип бармақта һәмдә бу йәрдики башқа кишиләрниңму қуш зукими кесилигә гириптар болған-болмиғанлиқини ениқлашқа тиришмақта.

Буниң алдида, қуш зукими кесили уйғур елиниң поскам вә үрүмчи наһийилиридиму байқалған болуп, шу сәвәбтин бу районда һазирғичә 320 миңдин ошуқ тоху өлтүрүлгән. Лекин уйғур елидә адәмләрдә қуш зукими вирусниң байқалғанлиқи тоғрисида хәвәр берилмиди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.