Хитайда адәмләрниң қуш зукам вируси билән юқумлиниш вәқәсидин йәнә бири байқалди


2005.12.08

Хитай даирилири пәйшәнбә күни хитайниң лявниң өлкиси хейшән наһийисидә 31 яшлардики бир аялниң өлүк қушлар билән учрашқандин кейин қуш зукам вируси билән юқумланғанлиқи байқалғанлиқини елан қилди. Бу хитайда қуш зукам вирусидин адәмләр юқумлиниш вәқәсиниң 5 - қетим байқилишидур.

Шинхуа ахбарат агентлиқи пәйшәнбә күнки хәвиридә "сәһийә министирлиқи лявниң өлкиси хейшән наһийисидә намәлум сәвәбләр түпәйлидин өпкә яллуғи билән ағриған бир аялниң һ5н1 типлиқ қуш зукам вируси юқтурувалғанлиқидин хәвәр тапти" дәп язған.

Хитайда һазирғичә икки адәм қуш зукам вируси юқтурувалғанлиқи сәвәбидин өлди. Хитай һөкүмити 2003 - йили хитайда сарс вируси тарқилиш вәқәсидин кейин, юқумлуқ кесәлләрни йошурмай елан қилидиғанлиқини җакарлиған.

Хитай бойичә қуш зукам вируси һазирға қәдәр 31 йәрдә байқалди. Буниң үчтин бир қисими уйғур аптоном районида болуп, йәрлик даириләр өткән дүшәнбә күни уйғур аптоном райониниң поскам наһийисидики қуш зукам вируси байқалған җайда көзитиш елип бериш вә қамал қилишни бикар қилған.

Хитай даирилири уйғур аптоном районида байқалған қуш зукам вируси вәқәлирини кәң - көләмдә хәвәр қилиштин өзини қачурмақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.