Сичүәндә йеңидин қуш зуками байқалди


2006.01.04

Хитай йеза игилик миниситирлиқи чаршәнбә күни сичүән өлкисиниң даҗу наһийисидә йеңидин қуш зукам вируси таралғанлиқини мәлум қилди. Шуниң билән хитайда бу йил җәмий 26 қетим қуш зукам вирусиниң тарқилиш әһвали байқалди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 22‏-декабир күни даҗудики бир фермида 1800 данә өй қуши туюқсиз өлүп қалған болуп, мунасивәтлик орунларниң тәкшүрүши нәтиҗисидә буларда қуш зукам вируси байқалған. Шу сәвәбтин һазир бу ферма карантин қилинип, бу йәргә йеқин җайлардин болуп 13 миңға йеқин өй қуши өлтүрүлди.

Хоңкоң даирилириму бу хәвәр ениқланғандин кейин дәрһалла сичүәндин өй қушлирини импорт қилишни тохтатти. Әмма сәһийә орунлири хитайниң баһар байрими мәзгилидә қуш зукам вирусиниң давамлиқ тарқилип кетишидин әндишә қилмақта. Чүнки бу мәзгилдә өй қушлири хитайниң һәр қайси җайлириға кәң көләмдә йөткилиду.

Қуш зукам кесили адәмләрдиму көрүлгән болуп, хитайда бу йил 7 киши қуш зукими кесили билән қаза қилди. Өткән йили болса бу кесәл билән өлгәнләр 40 тин ашқан иди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.