Хитайда йәнә қуш зукими байқалди
2006.01.09
Хитай һөкүмити 9- январ күни хитайниң хенән өлкисидә алтә яштики бир кичик балида қуш зукими вируси байқалғанлиқини билдүрди. Бу хитайда қуш зукими кесәлликигә гириптар болған 8- адәм һесаблиниду.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ояң фамилилик мәзкур бала 24- декабир күни қуш зукими кесәллики аламәтлири көрүлгәнлики үчүн дохтурханиға ятқузулған болуп, нөвәттә дохтурханида даваланмақта.
2005- Йилиниң башлиридин бери хитайниң һәрқайси өлкилиридә 30 қетимдин көпрәк қуш зукими кесәллики байқалған болуп, һазирғичә үч киши бу кесәллктин өлди.
Хәвәрләргә қариғанда, қуш зукими кесәллики оттуриға чиққандин бири, асияда 70 дин артуқ адәм мәзкур кесәллик сәвәбидин өлгән болуп, вейтнам қуш зукими кесәллики түпәйлидин өлгән адәм сани җәһәттин дуняда биринчи орунни игиләйдикән.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, гәрчә хитайда қуш зукими вейтнам қатарлиқ дөләтләргә селиштурғанда аз җан алған болсиму, әмма деһқанчилиқ ишлириниң иптидаи шәкилдә елип берилиши һәмдә кишиләр билән һайванлар арисидики йеқин мунасивәт түпәйлидин, хитай йәнила бу кесәлликниң асаслиқ келип чиқиш мәнбәлириниң бири һесаблинидикән. (Қанат)