Хитайниң хунән өлкисидә йәнә қуш зукам вируси байқалди


2006.01.10

Хитайниң хунән өлкисидики гуйяң наһийисидә 6 яшлардики бир өсмүр балиниң әҗәллик қуш зукам вируси билән юқумланғанлиқи байқалди. Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, өсмүр балиниң кесили өткән йили 12 - айниң 24 - күни қозғалған болуп, балида кесәл байқилиштин бурун униң аилисидики бәзи өй һайванлириниң туюқсиз өлүш вәқәлири йүз бәргән икән.

Җуңго юқумлуқ кесәлләрни контрол қилиш вә алдини елиш мәркизи, өсмүр балиниң әҗәллик қуш зукам вируси билән юқумланғанлиқини испатлиди. Хитай мәтбуатлири, хитай сәһийә даирилириниң бимар бала билән учрашқан кишиләрни көзитиш астиға алғанлиқини билдүрмәктә.

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, әгәр дуня сәһийә тәшкилати бимар балиниң қуш зукам вирусида ағриғанлиқини муайәнләштүрсә, бу хитайда адәмләрниң қуш зукам вируси билән юқумлиниш вәқәсиниң 8 - қетим йүз бериши болуп һесаблинидикән. 2003 -Йилдин бери хитай бойичә 3 адәм мәзкур зукам вирусида юқумлинип өлди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.