Хитайда йәнә 2 киши қуш зукими билән қаза қилди


2006.01.11

Хитайда қаза қилған икки кишиниң қуш зукими билән қаза қилғанлиқи ениқланди. Шуниң билән өткән йилдин башлап һазирғичә қуш зукими билән өлгәнләрниң сани хитайда 5 кә, дуня бойичә 78 гә йәтти.

Дуня сәһийә тәшкилатиниң мәлум қилишичә, қуш зукими билән қаза қилған бу иккисиниң бири гуаңшидики 10 яшлиқ бир қиз, йәнә бири җяңши өлкисидики 35 яшлиқ бир киши икән. Хитай йеза игилик министирлиқи һазирғичә гуйҗу өлкисидә қуш зукам кесили байқалған 42 миңдин ошуқ бөдүнини өлтүрүп болған.

Дуня сәһийә тәшкилати тор бетидә, қуш зукими билән қаза қилған кишиләрниң көп қисминиң қуш зукими болған қушлар билән бивастә алақиси болған кишиләр икәнликини көрситип, кишиләрниң буниңға диққәт қилишини агаһландурди. Чүнки бу кесәл адәмләргә юққандин кейин, униң адәмләр арисида тарқилиши техиму асан болидикән.

Түркийидики қуш зукам әһвалиму түркийиниң қошна әллири вә явропадики дөләтләрниң диққитини тартқан болуп, түркийә сәһийә хадимлири бу мунасивәт билән барлиқ мәсчитләргичә тәшвиқат варақлирини тарқитип, кишиләрни еһтият қилишқа агаһландурди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.