Хитайда йәнә қуш зукими бимари байқалди


2006.01.23

Хитай сәһийә министирлиқи 23 ‏- январ күни сичүән өлкиси җинхуа шәһиридә 29 яштики сав фамилилик бир аялда қуш зукими вируси байқалғанлиқини җакарлиди.

Сав хитайда қуш зукими кесәлликигә гириптар болған 10‏- киши һесаблиниду. Сичүәндә бу ай ичидә йәнә бир аял қуш зукими кесәлликигә гириптар болуп, 11‏- январ күни қаза қилған иди.

Ройтрис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сав 12‏-январ күни қизитмиси өрләп кәткәнлики үчүн дохтурханиға ятқузулған болуп,тәкшүрүшләр нәтиҗисидә униң қуш зукимиға гириптар болғанлиқи ениқланған. Һазирғичә, хитайда қуш зукими кесәлликигә гириптар болғанлиқи ениқланған 10 кишиниң 6 си қаза қилди.

Қуш зукими кесәлликигә қарши паалийәт елип бериватқан хитай әмәлдарлири,алдимиздики һәптиләрдә хитай йеңи йилиниң келиши билән хитай йәнә қуш зукими кесәллики тәһдитигә учриши мумкин дәп агаһландурмақта.

Хитайниң муавин баш министири хүй лияңйү қуш зукими мутәхәссислири йиғинида қилған сөзидә, йеңи йилда нурғун кишиләр саяһәткә чиқиду һәмдә әнәнә бойичә тоху вә қуш гөши йәйду. Шуңа бу қуш зукими көпрәк байқилидиған бир пәсил һесаблиниду, деди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.