Хитайда йәнә бир аял қуш зукими билән қаза қилди
2006.01.25
Хитай даирилири чаршәнбә күни сичүән өлкисидә бир аялниң қуш зукими билән қаза қилғанлиқини мәлум қилди. Шуниң билән хитайда һазирғичә 7 киши бу кесәл өлгән.
29 яшлиқ бу аял хитайда қуш зукими билән юқумланған 10 бимарниң бири болуп, у 23-январ күни қутқузуш үнүм бәрмәй чеңдуда қаза қилған. Хитайда қуш зукими билән қаза қилғанларниң күпүнчиси аяллар вә балилар болған.
Хитай даирилириниң билдүришичә, һазирғичә чеңду шәһиридә һечқандақ қушларда бу кесәл байқалмиған. Мунасивәтлик орунлар нөвәттә чеңдониң һәр қайси җайлиридики қуш фермилирида тәкшүрүш ишлирини җиддий елип бармақта.
2003- Йилидин башлап һазирға қәдәр, қуш зукими сәвәбидин шәрқий асия дөләтлири вә түркийәдә болуп җәмий 80 нәччә киши қаза қилди. (Пәридә)
©
2006 Radio Free Asia