Хитайда йәнә қуш зукам вируси тарқалди
2006.02.08
Йеқинда йәнә хитайниң шәнши өлкисидә йеңидин қуш зукам вируси тарқилип, аз дегәндә 200 миңға йеқин өй қуши өлтүрүлгән.
Шинхуа агентлиқи шәншиниң яңчүән шәһиридики тоху фермисида таралған қуш зукам әһвалиниң 7-февралғичә асасий җәһәттин контрол қиливелинғанлиқини мәлум қилди. Хәвәрдә көрситилишичә, бу фермида 2- феврал күни 1500 данә тоху өлүп қалған. Мунасивәтлик орунларниң тәкшүрүш нәтиҗисигә асасланғанда, бу тохуларда қуш зукам вируси байқалған.
Бу хитайда қуш зукам вирусиниң баһар байримидин буян көрүлгән тунҗи қетимлиқ тарқилиш әһвали болуп, буниң алдида 1-айниң 10- күни гуйҗу өлкисидә байқалған иди.
Буниң билән бир вақитта, қуш зукам вируси африқиниң нигерийә дөлитидиму байқалған. Бу, қуш зукам кесилиниң африқа қитәсидә тунҗи қетим байқилиши болуп һесаблиниду. Париждики дуня һайванлар сәһийә тәшкилатиниң мәлум қилишичә, нигерийә даирилири һазир бу қуш зукам вируси байқалған тоху фермисини карантин астиға елип дезинфиксийә қилмақта икән.
2003- Йилидин башлап һазирғичә, қуш зукам кесили сәвәбидин шәрқий җәнубий асия, хитай вә түркийидин болуп 85 киши бу кесәл билән қаза қилди. Мутәхәссисләр бу вирусниң адәмләр арисида тарқилишичан вирус зәрричилиригә өзгиришидин әндишә қилмақта. (Пәридә)