Қуш зукими сәвәбидин йәнә бир нәччә киши қаза қилди
2006.02.09
Ройетрс агентлиқи пәйшәнбә күни негирийидә икки кишиниң қуш зукими сәвәбидин қаза қилғанлиқини елан қилди. Чаршәнбә күни һиндонезийә, хитайниң фуҗийән өлкиси вә хоңкоң қатарлиқ җайларда бирла вақитта қуш зукими билән юқумланған бир қанчә кишиниң һаятидин айрилғанлиқи хәвәр қилинған иди.
Хитай сәһийә министирлиқи, бу йил хитайда 11 кишиниң қуш зукими билән юқумланғанлиқини, һиндонезийиниң сәһийә хадимиму һазирға қәдәр 24 адәмниң H5N1 дәп атилидиған, мәзкүр қуш зукими вируси билән юқумлинип, буниң ичидә 7 адәмниң давалаш үнүм бәрмәй қаза қилғанлиқини ашкарилиди.
Бу арида йәнә, африқида 40 миң өй қушиниң, қуш зукими вируси билән өлгәнлики билдүрүлмәктә.
2003 - Йилидин буян қуш зукими, шәрқий җәнубий асия, хитай вә түркийә қатарлиқ җайларда 88 адәмниң өлүмини кәлтүрүп чиқарди. (Әқидә)