Хитай йеза игилик министирлиқи: җуңгода қуш зукам вирусиниң кәң көләмлик партлаш мүмкинчилики зор


2006.02.27

Хитай йеза игилик министири ду чиңлин, нөвәттики вәзийәткә қариғанда қуш зукам вирусиниң җуңгода кәң көләмлик партлаш мүмкинчиликини чәткә қаққили болмайду, дәп көрсәтти. Ду чиңлин, һәр дәриҗилик һөкүмәтләр вә мунасивәтлик органларни һушярлиқни өстүрүшкә чақирип, тәкшүрүш вә иммунитлашни күчәйтишкә үндигән.

Буниңдин сәл илгири хиайниң җеҗяң вә әнхуй өлкилиридә адәмләрниң қуш зукам вируси билән юқумлиниш вәқәлири йәнә байқалди. Буниң билән хитай бойичә адәмләрниң қуш зукам вирусида юқумлиниш вәқәси 14 кә йетип, җәмий 8 адәм мәзкур зукам вирусида өлгән болди. 2003 - Йилдин бери дуня бойичә мәзкур зукам вирусида өлгәнләр 90 йетип барған.

Хитай сәһийә министирлиқиниң тор бетидә елан қилишичә, җеҗяңда байқалған зукам вируси билән юқумланғучи бимар 9 яшлардики бир қиз өсмүр икән. Униң кесили 2 - айниң 10 - күни туюқсиз қозғалған. Буниңдин илгири у икки қетим әнхуйдики туққанлириниң өйигә берип ойниған болуп, у барған бу җай илгири өй қушлириниң туюқсиз өлүп кетиш вәқәлири йүз бәргән район иди. Хитай сәһийә министирлиқи, бимар қизниң кесили җуңго юқумлуқ кесәлликләрни контрол қилиш вә алдини елиш тәҗрибиханиси тәрипидин H5N1 типлиқ зукам вируси, дәп диагноз қоюлғанлиқини билдүрди.

Уйғур аптоном райони һазирға қәдәр хитай бойичә қуш зукам вируси әң көп байқалған җай болуп һесаблиниду. Гәрчә ду чиңлин әҗәллик қуш зукам вирусиниң хитай бойичә кәң көләмлик партлаш мүмкинчилики зор, дәп агаһландуруп, қайси районларда партлаш мүмкинчилики еғирлиқини тилға алмиған болсиму, бирақ хитай һөкүмити өткән йилниң ахирлирида аптоном район бойичә қуш қуш зукам вируси байқалған 9 җайдики көзитиш тәдбирлирини бикар қилған. Хитай һөкүмитиниң әскәртишичә, уйғур аптоном районида һазирғичә адәмләрниң қуш зукам вируси билән юқумлиниш вәқәси байқалмиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.