Хитай қуш зукам әһвали кишини әндишә салмақта


2006.03.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Гәрчә хитай һөкүмити хитайда қуш зукам кесилиниң тарқилишини үнүмлүк контрол қилип болғанлиқини ейтқан болсиму, лекин бу бир айдин буян хитайда бир қанчә кишиниң қуш зукими билән қаза қилиши кишиләрниң хитай һөкүмитиниң бу һәқтики баяниға болған гуманини қозғиди.

Әнглийә б б с радио-телевизийә ширкитиниң хәвәр қилишичә, бир қисим анализчилар хитай һөкүмитини һәқиқий әһвални билсиму, қәстән доклат қилмиған болуши мумкин дәп қариған. Улар һәтта хитай һөкүмитиниң қуш зукими әһвалиниң тарқилишиға болған тәкшүрүшиниң йетәрлик болмиғанлиқини көрсәткән .

Хитай даирилири өткән йили қуш зукиминиң тарқилишини контрол қилиш үчүн бир йүрүш тәдбирләрни қоллинип, униң алдини яхши алғанлиқини ейтқан болсиму, лекин өткән айда гуаңдуң өлкисидә 32 яшлиқ бир әр һәмдә шаңхәйдә 29 яшлиқ бир аял қуш зукими кесили билән өлгән.

Дуня сәһийә тәшкилатиға охшаш хәлқаралиқ тәшкилатларниң һәммидин әндишә қилидиғини қуш зукиминиң адәмләр арисида тарқилип кетиши болуп һесаблиниду. 2003‏- Йили қуш зукими дәсләп байқилип һазирғичә пүтүн дуняда 185 киши қуш зукими вируси билән юқумлинип, 105 киши қаза қилған. Һазир бу зукам оттура асия вә явропадин тартип африқиғичә таралди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.