Тибәт вә чиңхәйдә қуш зукими байқалди


2006.05.24

Чаршәнбә күни хитайниң тибәт вә чиңхәй районлирида йеңидин қуш зукими байқалди. Мушуниң билән хитайда бу бир ай ичидә 4 қетим қуш зукими тарқилиш әһвали көрүлгән.

Хитай йеза игилик министирлиқиниң мәлум қилишичә, йеқинқи бу қуш зукам әһвали тибәтниң начу райони билән чиңхәйниң голо тибәт аптоном областида байқалған болуп, шу сәвәбтин бу йәрдики нәччә йүз ғаз өлгән. Хитай даирилири бу районниң нопуси шалаң болғачқа, бу йәрдики қуш зукам әһвалини контрол қилишниң унчилик тәскә чүшмәйдиғанлиқини билдүрди.

Нөвәттә мунасивәтлик орунларниң әндишә қилидиғини қуш зукиминиң адәмләргә юқуши болуп, хитайда һазирғичә 18 кишидә қуш зукам кесили байқилип, 12 си өлгән. Қуш зукам кесили дәсләп 2003‏- йили асиядин башлап таралған һәмдә һазирғичә дуня бойичә 120 киши қуш зукам кесили билән өлгән.

Мутәхәссисләр әҗәллик қуш зукам кесилиниң дуня миқясида юқумлуқ кесәл апитини пәйда қилип, инсанлар арисида кәң тарқилип кетишидин әндишә қилмақта. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.