Хитайниң шинҗин шәһиридә қуш зукам вируси билән юқумланған бир киши байқалди


2006.06.17

Хитай даирилири җүмә күни шинҗин шәһиридә қуш зукам вируси билән юқумланғанлиқи байқалған бир кишиниң саламәтлики назук әһвалда икәнликини җакарлиди. Шинҗин билән чегрилинидиған хоңкоң җүмә күни чоң қуруқлуқтин тоху импорт қилишни тохтатқан.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, шинҗинда яшайдиған бу йил 31 яштики бир машина шопуриниң 9- июн күни җуңго юқумлуқ кесәлликләр контрол қилиш мәркизи тәрипидин тәкшүрүлгәндин кейин, H5N1 типлиқ әҗәллик қуш зукам вируси билән юқумланғанлиқи байқалған. Бу киши хитайда қуш зукам вируси юқтурулвалған 19 - киши болуп һесаблиниду. Хитай бойичә һазирғичә 12 адәм бу вирус сәвәбидин өлди. Хитай даирилири вәқәни ашкарилиғандин кейин хоңкоң җүмә күндин башлап 3 һәптигичә хитай чоңқуруқлуқидин тоху импорт қилишни тохтатқан.

Шинҗин шәһәрлик сәһийә идариси бимар билән учрашқан 98 кишиниң тәкшүрүлгәнлики вә саламәтлик синиқидин өткәнликини билдүрмәктә. Қуш зукам вируси өткән һәптә уйғур аптоном райониниң хотән вилайитидә байқалған.

Уйғур аптоном райони хитай бойичә қуш зукам вируси әң көп байқалған район болсиму, лекин хитай даирилири һазирғичә районда адәмләрниң юқумлиниш вәқәси байқалмиғанлиқини әскәртип кәлди. Қуш зукам вируси 2003 -йили асяда байқалғандин бери дуня бойичә 128 адәм мәзкур зукам вирусида өлгән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.