Фуҗйәндики бир деһқандин қуш зукими байқалди
2007.03.01
Хитайниң фуҗйән өлкисиниң җәнҗең дегән мәһәллисидә бир деһқан H5N1 типтики қуш зукуми яллуқиға гириптар болған болуп, бу хитайда бу йил киргәндин бери тунҗи қетим байқалған қуш зукуми һесаблиниду.
Хитай сәһийә тәшкилати пәйшәнбә күни кесәл байқалған бимарниң һәқиқәтән қуш зукуми билән юқумланғанлиқини рәсмийләштүргән, шуниң билән биргә җән җең мәһәллисидики өй қушлири базарини тақивәткән.
Шихуа агенлиқиниң билдүришичә, қуш зукими байқалған ли фамилилик аялниң қизитмиси өрләп, қаттиқ йөтәлгәндин кейин униң қуш зукуми билән юқумланғанлиқи ашкарланған вә униң өй қушлири билән һәпиләшкәнлики сәвәбидин бу кесәлгә гириптар болғанлиқи оттуриға чиққан.
Гәрчә бу аял дохтурханида давалиниватқан болсиму, әмма униң кесәллик әһвали интайин еғир икән.
Хитай ахбарат вастилириниң хәвәр қилишичә, өткән төт йилдин бери хитайда 14 адәм қуш зукими сәвәби билән қаза қилған.
Җенҗең районидики бир хадими нөвәттә, қуш зукуми вирусиниң тарқилип кетишиниң алдини елиш үчүн чарә тәдбирләрниң ишқа селиниватқанлиқини һәмдә дуня сәһийә тәшкилатиға әһвални мәлум қилғанлиқини билдүргән.
Фуҗйән өлкисиниң тохуни асас қилған өй - қушлири, бу районниң хитай аққунлири тәрипидин бирликтә хитайниң башқа өлкә вә шәһәрлиригиму елип келингән болуп, бу әһвал уйғур елиниму өз ичигә алидикән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- юқумлуқ қуш зоками вируси йәнә бир қетим хитайниң әнхуй өлкисидә байқалди
- Хитай, америка илмий журнилиниң қуш зукам вируси һәққидики тәтқиқат доклатини "асассиз" дәп әйиблиди
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайни қуш зукам вируси тоғрисида агаһландурди
- Хитай йәрлик даириләрни қуш зукам вируси һәққидә агаһландурди
- Ниңша районида җанға замин қуш зукуми вируси байқалди