Хитайда һилиму 80 милйондин көпрәк киши радиио вә яки тиливизордин мәһрум икән
2004.08.31
Шинхоа агентлиқиниң хәвәр қилишичә , хитайда иқтсади җәһәттә нурғун илгириләшләр йүзбәргән болсиму , ликин һилиму хитайниң ғәрби вә мәркизи районлириридики 574,000 йиза вә кәнтләрдә яшайдиған 80 милйондин артуқ диһқан радио аңлаш вә тиливизор көрүш имканийтигә игән болалмиған .
Хитай һөкүмити -1998 йили радиу вә тиливизор программилрини хитайниң пүтүн районлириға тарқитиш үчүн бир һәрикәт башлиған . Хитай дөләтлик радио - тиливизиийә идарисиниң билдүрүшичә , хитай һөкүмити -2003 йилиниң ахириғичә , 117000 йиңи йиза -кәнтләрни радио - тиливизийәор программилрини аңлаш вә көрүш имканийитигә игә қилиш үчүн бирмилярд йәттә йүз алтмиш милйон йүән мәбләғ салған .
Хәвәрләргә қариғанда , хитайниң ғәрби вә мәркизи районлиридики йүз миңлиған йиза -кәнтләрниң һазирғичә радио- тиливизийә программилрини аңлаш вә көрүш имканийитигә иришәлмәсликиниң асаслиқ сәвәби , бу районларда тихичә електиртокиниң йоқлиқи вә тәбии шараитниң начарлиқи икән . (Әқидә)