Америка диний әркинлик тәшкилати доклат елан қилип хитайни әйиблиди


2008.02.07

Баш оргини америкидики диний әркинлик тәшкилати билән хитайға ярдәм бериш җәмийити бирликтә 2007 ‏- йиллиқ хитай йәр асти хрстян диний тәшкилатлириниң һөкүмәтниң зиянкәшликигә учриғанлиқи тоғрисидики йиллиқ доклатини елан қилди.

Доклатта ейтилишичә, 2007 ‏- йили хитайда йәр асти хрстян диний тәшкилатлириниң зиянкәшликкә дуч келиш әһвали 60 қетимға йәткән болуп, 2006 ‏- йилдикидин 30 % ашқан, зиянкәшликкә учриған өлкә вә аптоном район сани 18 гә йәткән.

Тәнқидчиләрниң билдүрүшичә, хитайда һакимйәт йүргүзүватқан коммунистик партийә һөкүмити тарихтин буян диний күчләргә дүшмәнлик билән зиянкәшлик қилип кәлмәктә, бирақ улар өз қилмишлирини қәтий бойниға алмай, өзлириниң диний етиқад әркинликини қоғдаватқанлиқини, пәқәт диний қалпақ кийивилип, қанунсиз паалийәт елип бериватқан диний тәшкилар вә шәхсләрни бастуруватқанлиқини илгири сүрмәктә.

Хитайда диний бесимға әң еғир дәриҗидә учраватқанлар уйғурлар һесаблиниду, дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, һәтта өйлиридә қуран сақлиған уйғурлар, қанунсиз диний унсур дәп қарилинип, җазаға тартилғандин сирт, һөкүмәт органлирида хизмәт қилғучилар вә мәктәп оқуғучилириниң намаз қилиш әркинликиму қаттиқ чәкләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.