Тәйвән хитай һөкүмитиниң сөһбәт тәклипини рәт қилди
2005.05.13
Тәйвән бейҗиң даирилириниң сөһбәт өткүзүш тәклипини рәт қилип, тәйвән хитайниң " бир җоңго" принсипи астида сөһбәт елип бериш шәртини қобул қилмайду, дәп көрсәтти. Хитай һөкүмити сөһбәт өткүзүш тәклипини тәйвәндики икки өктичиләр партийисиниң рәһбири лйән җән билән соң чуйүниң хитай чоң қурулуқидики зияритидин кейинла оттуриға қойған.
Тәйбей һөкүмити җүмә күнки баянатида, икки тәрәп мунасивитини тәйвәндики өктичи партийиләр арқилиқ бир тәрәп қилишқа урунуш билән тәнқидлигән. Тәйвән тәрәпниң баянатида мундақ дейилгән: " икки қирғаққа мунасивәтлик мәсилиләрни айрим сияси шәхсләр арқилиқ әмәс, бәлки рәсми қаналлар билән музакирә қилиш керәк."
Хитай һөкүмити йеқинқи икки һәптидин бери тәйвәндики өктичи партийиләр билән мунасвитини күчәйтти. Пәйшәнбә күни ху җинтав тәйвән хәлқпәрвәрләр партийиниң рәиси соң чуйү билән көрүшүп, "икки қирғақ бир җоңго" принсипини икки тәрәп мунасивитиниң сөһбәт асаси қилишни қобул қилди.
Чен шүйбйән, пәйшәнбә күни телевизийә зияритини қобул қилип, бейҗиң тәрәпниң сөһбәт өткүзүш тәклипигә инкар қилиш позитсийиси тутқан. У, " хитайлар бир җоңго принсипини, 92 - йилдики ортақ тонушни етирап қилишимизни тәләп қиливатиду. Бу әһвалда бизниң у йәргә беришимизниң немә һаҗити," дәп көрсәтти. Соң чуйүниң хитайдики зиярити җүмә күни ахирлашқан. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтав билән тәйвән өктичи партийисиниң рәһбири суң чуйү көрүшти
- Соң чуйү бейҗиңда тәйвәнниң мустәқиллиқини очуқ рәт қилди
- Тәйвән хәлқпәрвәрләр партийисиниң рәһбири соң чуйү бейҗиңға кәлди
- Чен шүйбйән бейҗиңни тәйвәнниң хәлқ қурултай вәкиллири сайлимиға дәхлий тәруз йәткүзди дәп әйиплиди
- Демократийә тәрәққият партийиси, соң чүйүйни тәйвәнгә "хиянәт" қилиш билән әйиплиди