Кондализа райис, ш һ т ниң америка һәрбий қисимлирини чекиндүрүш тоғрисидики тәләпләрни рәт қилди


2005.07.10

Хитайни зиярәт қиливатқан америка ташқи ишлар министири кондализа райис йәкшәнбә күни хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң билән учрашқандин кейин, мухбирларға бәргән баянатида, хитай рәһбәрлири билән өткүзгән сөһбити җәрянида, кишилик һоқуқ, диний әркинлик вә хитай пулиниң қиммити қатарлиқ мәсилиләрни оттуриға қойғанлиқини билдүрди.

Америка ташқи ишлар министири райис ханим йәнә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң, америкиниң оттура асиядики һәрбий қисимлирини чекиндүрүш вақти тоғрисидики тәлипини рәт қилип, афғанистанниң һелиму америка һәрбий қисимлириға еһтияҗи барлиқини билдүрди.

Франсийә агентлиқиниң билдүрүшичә, кондализа райс бейҗиңда мухбирларға бәргән баянатида мундақ дегән: "афғанистан һөкүмити америка һәрбий қисимлириниң афғанистанда туруши керәкликини билдүрмәктә. Афғанистан мустәқил бир дөләт. Бу дөләттә хәлқ тәрипидин сайланған бир президент һөкүмранлиқ қиливатиду. Шуниң үчүн бизниң афғанистан билән болған мунасивитимиз мушу һөкүмәт арқилиқ болиду. Афғанистанда һелиму террорлуқ паалийәтлири давамлишиватиду. Бизниң билишимизчә, афғанистан хәлқи һелиму америка һәрбий қисимлириниң ярдимигә муһтаҗ".

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң дөләт рәһбәрлири өткән һәптә қазақистанниң пайтәхти астанида өткүзгән алий дәриҗилик йиғинида бирләшмә баянат елан қилип, америка һөкүмитидин қирғизистан вә өзбекистандики һәрбий қисимлирини чекиндүрүп чиқишни тәләп қилған иди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.