Хитай һәрбий даирилири русийә-хитай бирләшмә маневирға қатнашқанларни мукапатлиди


2007.09.23
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитай азадлиқ армийисиниң шинҗаң һәрбий райони үрүмчи шәһиридә чоң йиғин өткүзүп, 8-айда русийиниң челябински вә уйғур елиниң үрүмчи шәһиридә өткүзүлгән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң " тинчлиқ әлчиси 2007" намлиқ бирләшмә һәрбий маневириға қатнашқан қисимларни вә айрим шәхсләрни мукапатлиди. Йиғинға шинҗаң һәрбий район сиясий комиссари тиан шуси риясәтчилик қилған болуп, һәрбий район қомандани доклат берип, шинҗаң қисимлириниң бу қетимқи һәрбий маневирдики паалийәтлирини хуласилиған.

Хитай һәрбий даирилири бу қетимқи маневирниң нәтиҗилирини муәййәнләштүрүш билән биргә шинҗаң һәрбий райониға тәвә қошунлириға йеңи тәләпләрни қоюп, уларни тәҗрибиләрни йәкүнләп, өзлирини техиму чениқтурушни тәләп қилған.

Русийиниң челябински районида өткүзүлгән бу қетимқи бирләшмә маневир хитай армийиси үчүн зор бир пурсәт болған болуп, хитай һөкүмити бу маневирға уйғур елида турушлуқ қисимлирини қатнаштурған. Шаңхәй гуруһиға тәвә дөләтләрниң 6000 дин артуқ әскәр вә офитсери қатнашқан мәзкур маневирда русийә билән хитай асаслиқ орунни игилигән болуп, бу хитай армийисиниң тунҗи қетим кәң көләмдә чәт мәмликәткә берип, маневирға қатнишиши һесаблинидикән.

Русийә мәтбуатлири маневир җәрянида хитай армийисиниң һәрбий техника вә һәрбий сүпәт қатарлиқларға мунасивәтлик көплигән йетәрсизликләрни садир қилғанлиқиға аит учурларни елан қилған иди.

Бу қетимқи маневирниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр алий рәһбәрлириниң бишкәк йиғини мәзгилигә тоғра келиши һәмдә униң ахирқи қисиминиң үрүмчидә өткүзилиши алаһидә қизиқиш қозғиған болуп, маневир ахирлашқанда башлиқлар нәқ мәйданни көздин кәчүргән иди. Бу маневир террорчилиққа қарши туруш намида өткүзүлгән болуп, хитай тәрәпниң шинҗаң һәрбий районини маневирға қатнаштурушиниң мәқситиниң уйғур мустәқилчилиригә зәрбә беришни нишан қилғанлиқи билдүрүлмәктә. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.