Хитай һөкүмити сәндуңда бир язғучини дөләт һакимийитигә қарши туруш җинайити билән сотлиди
2006.04.13
Хитайниң сәндуң өлкиси зибо шәһиридики бир оттура хәлқ сот мәһкимиси, тор бетигә хитай даирилирини тәнқидләйдиған сиясий мақалә язған вә җәмийәттики сәзгүр мәсилиләр үстидә пикир йүргүзгән бир ихтияри обзорчини дөләт һакимийитигә қарши туруш җинайити билән әйибләшкә башлиди. Мәзкүр обзорчи ли җйәнпиңниң соти чаршәнбә күни сәндуңниң зибо шәһәрлик оттура хәлқ сот мәһкимисидә башланди.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ли җйәнпиң тәптиш даирилириниң әйиблишини рәт қилған. Бу йил 40 яштики ли җйәнпиң 1989 - йил йүз бәргән тйәнәнмин демократийә һәрикитиниң иштиракчилиридин бири болуп, интернеткә мақалә язидиған ихтияри обзорчи иди. У, өткән йили 5 - айда қолға елинған. Ли җйәнпиңниң адвукати җаң шиңхуй сот мәһкимисидә ли җйәнпиңни ақлап, " у җәмийәт сияситини тәнқид қилған вә бәзи җиддий мәсилиләр вә сәзгүр темилар үстидә пикир йүргүзгән " дәйду. Җаң шиңхуниң әскәртишичә, у ли җйәнпиңни" өзиниң көз қаришини ипадиләш һоқуқиға игә вә униң бу һәрикити җинайәт шәкилләндүргән, дәп қаримайдикән ".
Тәптиш даирилири ли җйәнпиңни чәтәлдә хитайчә чиқидиған тор бәтлиригә мақалә язған, дәп әйиблиди. Лекин хитай һөкүмитиниң бу һәрикити хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әйиблишигә учримақта. Хитай даирилири илгири уйғур язғучи нурмуһәммәт ясинни бөлгүнчиликни тәрғип қилидиған мақалә вә һикайиләрни язған, дәп 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди. У, һазир үрүмчидики бир түрмидә җазаси муддитини өтимәктә. 2005 - Йили 11 - айда б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң назарәтчиси манфрид новак, үрүмчини тәкшүрүшкә барғанда нумуһәммәт ясин билән сөһбәт өткүзгән.
Мунасивәтлик мақалилар
- Тйәнәнмен вәқәсидики хитай демократчиси канадаға йетип кәлди
- Хитай фалунгоңчиларниң ички әзалирини сетиш һәққидики әйибләшләрни рәт қилди
- Америка дөләт мәҗлис әзалири яң җйәнлини қоюп беришкә чақиридиған қарар мақуллиди
- Хоңкоң демократлар партийиси кишилик һоқуқ комитетиға доклат сунмақчи
- Бав тоң: хитай һөкүмити демократийини йолға қоймай туруп, мәвҗут мәсилиләрни һәл қилалмайду