Америка йәнә бир қетим хитайда ишләнгән балилар оюнчуқини йиғивалғанлиқини билдүрди
2007.09.27
Америкидики көплигән ширкәтләр, 26 - сентәбир күни уқтуруш елан қилип, қоғушун миқдари дәриҗидин юқири хитай оюнчуқлири вә башқа мәһсулатлиридин 650 миң данисини йиғивалғанлиқини билдүрди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң бу һәқтә бәргән хәвиригә қариғанда, америкидики бир қанчә чоң дуканлардики балилар оюнчуқи йиғивелинған болуп, йиғивелинған оюнчуқлар хитайда ишләнгән машина вә пойиз қатарлиқ қоғушун миқдари америка истималчилар комитетиниң өлчимидин ешип кәткән мәһсулатлар икән.
Буниңдин сирт, америка истималчилар комитети йәнә, йиғивелинған мәһсулатлар ичидә балилар үчүн ишләнгән зиннәт буюмлириниңму барлиқини билдүрди.
Хитайда ишләпчиқирилған оюнчуқлар йеқиндин буян хәлқараниң диққитини чәккән муһим мәсилигә айланған болуп, америка бир қисим оюнчуқларни йиғивелишни қарар қилғандин кейин, әнгилийиму хитайда ишләнгән балилар оюнчуқиниң бихәтәрликини тәкшүрүшни алаһидә күчәйтти.
Хитай мәһсулатлириниң сүпәтсиз һәмдә бихәтәрлик өлчимигә йәтмәслики, хитайниң содидики абройиға алаһидә тәсир йәткүзүш билән биргә, истималчиларниң ишәнчисидин чүшүп китишигә сәвәбчи болмақта. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда таварларла әмәс, хәвәр- учурларниңму ялғанлири паш қилинмақта
- Хитай һөкүмити, хитайниң сүпәтсиз таварлириға қарши қозғалған долқундин әндишә қилмақта
- Хитайда ишләпчиқирилған сүпәтсиз малларниң әпти - бәшириси тохтимастин ашкариланмақта
- Хитай, балилар оюнчуқи ишләп чиқиридиған бәзи карханиларни тәкшүрүдиғанлиқини елан қилди
- Америка маттел ширкитигә балилар оюнчуқи експорт қилған хитай оюнчуқ ширкитиниң башлиқи өзни өлтүрүвалди
- Америка бейҗиң даирилири билән хитай мәһсулатлириниң бихәтәрлики мәсилиси буйичә сөһбәтләшти
- Хитай дунядики итиварини қайтидин тикләш үчүн бәзи ширкәтләрни тақашқа башлиди
- Уйғур елидә сетиливатқан 5 хил унда рак пәйда қилидиған мадда байқалған