Бейҗиң һөкүмити хуңкоңдики парламент сайлимиға арилашқанлиқи үчүн тәнқидләнди
2004.09.09
"Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати" пәйшәнбә күни доклат елан қилип, хитай һөкүмитини " йәкшәнбә күни хоңкоңда өткүзүлидиған парламент сайлими һарписида, хоңкоңда террорчилиқ кәйпиятини шәкилләндүрди" дәп тәнқид қилди.
Йәкшәнбә күни,хоңкоң парламентида бош қалған 30 орунни толдуруш үчүн сайлам елип берилиду. " Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати " доклатида, хитай һөкүмитиниң сайлам һарписида хоңкоңдики мәтбуатлар, кандидатлар вә сайлиғучиларға һәр хил тәһдит вастилирини қоллинип, демократчилар намзатлириниң сайлинишини тосушқа уруниватқанлиқини билдүрди.
" Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати" йәнә хитайниң 1997 - йили хоңкоңни қайтуривалғанда ,хоңкоңға алий аптономийә бериш һәққидә бәргән вәдилиригә хилаплиқ қиливатқанлиқини қаттиқ әйиблиди.
Хитай ташқи ишлар министирлики болса, мәзкур доклатқа дәрһал инкас қайтуруп, "чәтәл тәшкилатлириниң хоңкоңниң ишлириға арилишишиниң һаҗити йоқ " дәп көрсәтти һәмдә хоңкоңға алий аптономийә бәргәнликини тәкитлиди.
Хоңкоңниң хитайпәрәс һөкүмитиму, бу доклатни "һәқиқәтни бурмилиған" дәп көрсәтти. Хоңкоң парламент сайлимиға қатнишидиған демократик намзатлар болса, сайлам хәлқини бейҗиң һөкүмитиниң депиға усул ойнимаслиққа чақирди. Йәкшәнбә күнидики сайлам, хоңкоң тарихидики риқабити әң күчлүк бир сайлам болидиғанлиқи пәрәз қилинмақта. (Арзу)