Хитайда сәһийә хадимлириниң хизмитидин пайдилинип парихорлуқ қилиш қилмиши еғир болмақта
2007.01.07
Хитай азадлиқ гезитиниң хәвиридин мәлум болушичә, хитай интизам тәкшүрүш комитети 2006 - йили 11 - айдин башлап хитайниң 8 өлкисидә сәһийә саһәсини асас қилип мәхпи тәкшүрүш елип барған болуп, тәкшүрүш нәтиҗисидә сәһийә хадиминиң өз хизмәт қолайлиқтин пайдилинип парихорлуқ қилишиға четишлиқ 928 дело паш болған. Шундақла 5357 нәпәр сәһийә хадиминиң парихорлуқ җинайи қилмишиниң алаһидә еғирлиқи ашкариланған.
Нөвәттә бу тәкшүрүштә мәлум болған сәһийә хадимлириниң парихорлуқ билән игә болған омуми соммиси 240 милйон йүәнгә йәткән. Бу җәрянда 194 нәпәр сәһийә хадими қануний һәмдә мәмурий җазаға учриған.
Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайда парихорлуқ һәр саһәләрдә ямриған болуп, һәтта адәм қутқузушни вәзипә қилған сәһийә медитсина саһәсидики дохтурлардиму парихорлуқ қилмишиниң бу қәдәр еғир болиши, хитай һөкүмити дуч келиватқан чоң мәсилиниң бири икән. (Гүлчеһрә)