Җаң дегуән оттура асияда муқимсизлиқ дәвриниң аяқлашқанлиқини билдүрди
2006.01.16
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң баш катипи җаң дегуән оттура асияда турақсизлиқ дәвриниң өтүп кәткәнликини билдүрди.
У 16- январ күни бейҗиңда бәргән баянатида, оттура асиядики иқтисадий вә сиясий тәрәққият районниң муқимлиққа еришишидә муһим рол ойниди дәп көрсәтти. Лекин униң ейтишичә, оттура асия дөләтлири техи чириклик вә ишсизлиқ мәсилилирини бир тәрәп қилалмиған.
Баянатида, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң кәлгүси вәзипилири үстидиму тохталған җаң дегуән, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати әзалири кәлгүсидә террорчилиқ, бөлгүнчилик вә диний әсәбийликкә қарши бирликтә күрәш қилиши керәк деди.
2050- Йилиғичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң дуняниң әң нопузлуқ тәшкилатлириниң биригә айлинидиғанлиқини билдүргән җаң дегуән, лекин, бу тәшкилат һечқачан һәрбий иттипақ болмайду, дәп көрсәтти.
Нурғунлиған ғәрблик мутәхәссисләр, 1996-йили хитай билән оттура асия дөләтлири вә русийә оттурисидики чегра мәсилилирини һәл қилиш үчүн қурулған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң барғансири шәкил өзгәртип, нөвәттә хитай вә русийиниң һакимийитидики бир тәшкилатқа айланғанлиқини вә хитай һөкүмитиниң бу тәшкилаттин бир тәрәптин оттура асиядики сиясий вә иқтисадий тәсир даирисни кеңәйтиш йәнә бир тәрәптин уйғурларниң оттура асиядики һәрикитини бастуруш үчүн пайдилиниватқанлиқини билдүрмәктә. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Путин билән вен җябав икки тәрәп мунасивитини күчәйтиш мәслисидә сөһбәтләшти
- Вин җиябав киләр һәптә русийидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бихәтәрлик йиғиниға қатнишиду
- Хитай дөләт мудапиә министири қазақистанни зиярәт қилди
- Хитай дөләт мудапиә министири таҗикистан қатарлиқ оттура асия әллиридики зияритини башлиди
- Өзбекистан билән хитай иқтисади һәмкарлиқини күчәйтти









