Хитай, кәмбәғәл дөләтләргә шәртлик һалда ярдәм қилишни халайду


2005.09.15

Хитай дөләт рәиси ху җинтав дунядики әң кәмбәғәл дөләтләргә ярдәм қилишни халайдиғанлиқини, лекин бу ярдәмниң алдинқи шәрти, бу дөләтләр чоқум тәйвәнни етирап қилмаслиқи керәкликини җакарлиди.

Ху җинтав бу сөзләрни чаршәнбә күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йиғинида қилған болуп, у йәнә, хитай билән депломатик мунасивәт орнатқан дунядики әң кәмбәғәл 39 дөләтләрниң көп қисим мәһсулатлириға баҗ алмайдиғанлиқини билдүрди.

Ху җинтав хитайниң бу дөләтләргә баҗда етибар берипла қалмастин йәнә, тиббий дориларни бериш, қәрзини бикар қилиш вә 1 милярд америка доллири қиммитидә кредит бериш қатарлиқ ярдәмләрни беридиғанлиқини җакарлиди. Лекин хитай һөкүмитиниң бу ярдәмлири чоқум бу дөләтләр тәйвәнни етирап қилмаслиқ шәртини һазирлиғандила андин берилиду.

Әмма уйғур көзәткүчиләр, хитай һөкүмитиниң әсли бу қарарни чиқириштин бурун, алди билән дөләт ичидики кәмбәғәллик мәсилисини һәл қилиши керәкликини, шундақла хитайниң чәт йеза районлири вә уйғур елидики җенини қамдишиму тәскә чөшиватқан кәмбәғәлләр нопусиниң һазир җиддий ярдәмгә еһтияҗлиқ икәнликини билдүрди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.