Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати бейҗиңда йиғин ачмақчи
2006.04.24
Хитай хәлқ гезитиниң хәвәр қилишичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң мудапиә министирлири мушу һәптә бейҗиңда учришип, оттура асиядики бөлгүнчилик, террорчилиқ вә диний радикализм қатарлиқ мәсилиләрни муһакимә қилидикән.
Хәвәрдә ейтилишичә, алдимиздики чаршәнбә күни өткүзүлидиған йеғинға қазақистан, қирғизистан, русийә, таҗикистан, өзбекистан вә хитай мудапиә министирлири қатнишидикән.
1996- Йили русийә вә хитайниң йитәкчиликидә қурулған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати әза дөләтләр арисидики чегра мәсилилирини бир тәрәп қилиш һәмдә тамоҗна мәсилилиридә асанлиқ яритиш үчүн қурулған иди. Лекин вақитниң өтүшигә әгишип һәмдә русийә болупму хитайниң бесими билән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң асаслиқ нишанидиму җиддий өзгириш пәйда болди. Бүгүн террорчилиқ, диний радикализм вә бөлгүнчилккә қарши туруш бу тәшкилатниң асаслиқ мәқситигә айланди.
Сиясий мулаһизичиләрниң көрситишичә,русийә билән хитайниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики нопузи күнсери артмақта. Хитай һөкүмити уйғур мустәқилчилириниң оттура асиядики паалийәтлириниң алдини елиш үчүн бу тәшкилаттин халиғиничә пайдиланмақта.
Бәзи сиясий мулаһизичиләр, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң, америкиниң районда күнсери күчийиватқан сиясий вә һәрбий тәсириниң алдини елишни мәқсәт қилған бир тәшкилатқа айлинип қалғанлиқини баян қилмақта. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Иран шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болуш үчүн җиддий тиришчанлиқ көрсәтмәктә
- Җаң дегуән оттура асияда муқимсизлиқ дәвриниң аяқлашқанлиқини билдүрди
- Путин билән вен җябав икки тәрәп мунасивитини күчәйтиш мәслисидә сөһбәтләшти
- Вин җиябав киләр һәптә русийидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бихәтәрлик йиғиниға қатнишиду
- Хитай дөләт мудапиә министири қазақистанни зиярәт қилди