Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири йиғини ечилди
2006.05.15
Хитай, русийә вә оттура асиядики 4 җумһурийәтниң ташқи ишлар министирлири дүшәнбә күни хитайниң шаңхәй шәһиригә топлинип, район бихәтәрлики вә иран ядро пилани қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилишқа башлиди.
Моңғулийә, афғанистан, иран, һиндистан вә пакистан қатарлиқ дөләтләр шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң көзәткүчи әзаси болсиму, лекин иран ташқи ишлар министириниң бу қетимқи йиғинға иштирак қилған яки қилмиғанлиқи һазирғичә мәлум әмәс. Бу қетимқи йиғин хәвпсизлик кеңиши иран ядро мәсилиси үстидә җидди музакирә елип бериватқан сәзгүр бир мәзгилдә ечилди.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики 2 йетәкчи чоң дөләт русийә билән хитай америкиниң иранға имбарго қоюш пиланиға қарши чиқмақта вә явропа әллири америкиниң пиланини қисмән қоллимақта иди.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләр дүшәнбә күни иран қатарлиқ 5 дөләтниң мәзкур органға қатнишишини қарши алидиған бишарәт бәрди. Русийә ташқи ишлар министири сергей ловров мухбирларға "башқа дөләтләр тәшкилатимизға наһайити қизиқмақта. Биз улар билән музакирә елип бериватимиз," деди. Лекин шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики бәзи дөләтләр мәзкур тәшкилатниң көлими қайси дәриҗидә болуши керәк, дегән мәсилидә бир бирликигә игә әмәс.
Қазақистан президенти нурсултан назарбайев, " бизниңчә биз әза дөләтләрни чәклимисиз кеңәйтсәк болмайду," деди. Бәзи көзәткүчиләрниң әскәртишичә, хитай билән русийә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини америкиниң оттура асиядики тәсир күчигә қарши риқабәтлишиш үчүн қурған. Хитай һөкүмити болса мәзкур тәшкилатни райондики шәрқий түркистан күчлиригә қарши хәлқара күч сүпитидә қолланмақта. Бу қетимқи йиғин шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бу йил 6 - айда ечилидиған башлиқлар йиғини үчүн бәзи тәйярлиқ хизмәтлирини ишләйду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийә, хитай вә оттура асия җумһурийәтлириниң дөләт мудапиә министирлири бейҗиңда җәм болди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати бейҗиңда йиғин ачмақчи
- Иран шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болуш үчүн җиддий тиришчанлиқ көрсәтмәктә
- Җаң дегуән оттура асияда муқимсизлиқ дәвриниң аяқлашқанлиқини билдүрди
- Керимофниң қизи шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң фонкитсийини кеңәйтишкә чақирди