Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати йиғининиң ечилиш мурасими шаңхәйдә өткүзүлди
2006.06.15
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң алий дәриҗилик рәһбәрлириниң 6 - нөвәтлик йиғини 15 - июн күни шаңхәйдә ечилиш мурасими өткүзди.
Иран ядро қораллири пиланидин келип чиққан һәр хил муназириләр түпәйли иран призидентиниң бу қетимқи йиғинға көзәткүчи сүпитидә қатнишиши, һәр қайси дөләтләрниң мәзкүр йиғинға қаратқан диққитини техиму күчәйткән.
Бүгүн чүштин бурун, хитай рәиси ху җинтав шаңхәйдә 6 тәрәпкә әза дөләт рәһбәрлиридин қазақистан призиденти назәрбайеф, қирғизистан призиденти бақийиф, русийә призиденти путин, таҗикистан призиденти имам әли рахманоф вә өзбикистан призиденти кәримофларни күтивалди.
Шинхуа агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, ху җинтав ечилиш мурасимида сөз қилип, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини тәрәққи қилдуруш үчүн алаһидә күч сәрп қилишни тәшәббүс қилған .
Бу қетимқи йиғинниң мәқсиди, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр арисидики һәрбий вә иқтисадий һәмкарлиқларни техиму мүкәммәлләштүрүштин ибарәт икән.
Бу арида мәзкүр тәшкилатниң хитай тәрәп вәкили, лйү җәнчав " үч хил күчләргә зәрбә бериш, һәр қайси тәрәпниң ортақ вәзиписи " дәп көрситип, бу һәрқайси тәрәп мәнпәәтигиму уйғун . Болупму һазирқи хәлқара вәзийәт астида, бир дөләтниң террорчилиққа ялғуз зәрбә бериши толиму қейин, шуңа бу нуқтида хәлқара җәмийәт бирлишиши керәк " дегән.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит истансимизға телефун қилип, хитай һөкүмити шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати дегән күнлүк астида, уйғурларға қаратқан зәрбисини техиму күчәйтмәкчи" деди, у сөзидә йәнә"хитай, мәзкүр тәшкилат қурулғандин бери болупму 11 - сентәбир вәқәсидин кейин, уйғур паалийәтчилиригә террорчи дегән қалпақ билән зәрбә бәрди шуниңдәк бу дөләтләр билән болған сода алақисини күчәйтиш арқилиқ қазақситан, қирғизистан вә өзбикистан дөләтлирини уйғурларға зәрбә бериштә өзлиригә ширик қилиштәк мәқсидини ишқа ашурмақчи" деди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ тәшкилати шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа чақирди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғини чаршәнбә күни башлиниду
- Қирғизистан хитай бирликтә шәрқий түркистан күчлиригә зәрбә беришкә пүтүшти
- Оттура асия әллири террорлуққа қарши ортақ һәрикәт пиланини музакирә қилмақта
- Шаңхәй гуруһидики дөләтләрниң парламент башлиқлири москвада йиғин ачти









