Тәйвән хәлқпәрвәрләр партийисиниң рәһбири соң чуйү бейҗиңға кәлди


2005.05.10

Тәйвән хәлқпәрвәрләр партийисиниң рәиси соң чуйү, сәйшәнбә күни хитай чоң қурурлуқидики "көврүк селиш" зияритиниң әң ахирқи вә шундақла әң муһим бекити бейҗиңға кәлди.

Соң чуйү бейҗиң айроромида елан қилған баянатида, икки қирғақ хәлқиниң ортақ әқил парасити арқилиқ тәйвән боғузидики турғунлуққа хатимә беришкә чақирди. Соң чуйү, зияритиниң икки қирғақ оттурисида өтмүштики уқушмаслиқларға хатимә беришкә ярдими тегишини үмид қилған. У мундақ дәйду: " икки қирғақтикиләр һәммимиз йән – хуаң әвлади. Қандақ мәсилә болса биз җоңголуқ йән – хуаң әвладлири, өтмүшитики көңүлсизликләрни тинч йоллар билән һәл қилишимиз керәк."

Соң чуйү, хитай дөләт рәиси ху җинтав билән пәйшәнбә күни учрушидикән. У, хитай чоң қуруқлуқидики зияритиниң тунҗи бекити шиәндә, тәйвән мустәқиллиқиға қарши туридиғанлиқини җакарлиған иди.

Бу арида тәйвән президенти чен шүйбйән, өктичи партийиниң һөкүмәткә вәкиллик қилмайдиғанлиқини билдүргән. Чен шүйбйән мундақ дәйду: " тәйвән билән хитай чоң қуруқлуқи арисидики ихтилап пәқәт һөкүмәтләр оттурисидики сөһбәт арқилиқла һәл болиду. Бу йәрдики тәңтушлар икки дөләтниң рәһбәрлири. 23 Милйон тәйвән хәлқи тәйвәнниң келәчигини бәлгиләйду... Федератсийә яки мустәқиллиқ буниң ичидики таллаш йоллири," дәп көрсәтти.

Соң чуйү сәйшәнбә күни бейҗиң шәһәр башлиқи ваң чишән вә партком секритари лю чилар билән сөһбәт елип барған. У, чаршәнбә күни чиңхуа университетидики оқуғучиларға сөз қилиду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.