Явропа бирлики хитай тоқумичилиқ мәһсулатлириға етибар бериш түзүмини әмәлдин қалдурмақчи


2004.10.20

явропа бирлики комитети чаршәнбә күни кәмбәғәл дөләтләрниң маллириға етибар бериш түзүмигә ислаһат киргүзүп, хитай тоқумичилиқ мәһсулати вә кийим-кечәклиригә етибар бериш сияситини -2006 йили биринчи айдин башлап әмәлдин қалдуридиғанлиқини җакарлиди.

Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, явропа бирликиниң сода комиссари паскал ләмий ( Pascal Lamy) чаршәнбә күнидики мухбирларни күтивелиш йиғинида, хитайниң пахта майкилирини өз ичигә алған тоқумичилиқ мәһсулатлириға болған баҗни -2006 йилдин башлап 3% ашуридиғанлиқини билдүрди.

Ләмий сөзидә йәнә, бу % 3 хитайға анчә чоң тәсир көрсәтмисиму, әмма бенгал, пакистан вә һиндистанға охшаш дөләтләрниң тоқумичилиқ мәһсулати екиспортиға қолайлиқ яритип беридиғанлиқини илгири сүрди.

Хитайниң әрзан тоқумичилиқ маллириниң хәлқара сода базириға түркүмләп еқип кириши, америка вә явропа дөләтлириниң тоқумичилиқ саһәсигә сәлбий тәсир көрсүтүштин сирт, бенгал вә сриланка қатарлиқ бир мунчә кәмбәғәл дөләтләрни риқабәтлишишкә имкансиз қилип қойған иди.

явропа бирликиниң кәмбәғәл дөләтләргә етибар бериш түзүмигә 10 йилда бир түзүтүш киргүзилидиған болуп, нөвәттики түзүм -2005йили йил ахирида тошиду. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.