Роберт золейк, бейҗиңда хитай - америка мунасивәтлири бойичә сөһбәт елип барди
2006.01.24
Америкиниң муавин ташқий ишларминистири роберт золейк, сәйшәнбә күни бейҗиңда хитай рәһбәрлири билән хитай - америка оттурисида талаш тартиштики сода мәсилиси, хитайниң һәрбий тәрәққияти вә хитай кишилик һоқуқ хатириси қатарлиқ мәсилиләр бойичә сөһбәт елип барди. Золейк, хитай баш министири вен җябав вә ташқий ишлар министири ли җавшиңлар билән учрашқан.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, уларниң сөһбити ху җинтавниң бу йил ичидә америкида елип баридиған зиярәт күнтәртипигә четилған болуши мүмкин. Ху җинтав өткән йили 9 - айда америкини зиярәт қилмақчи болған. Әмма униң зиярити туюқсиз кечиктүрүлгән иди. Америкиниң хитайда турушлуқ әлчиханиси сәйшәнбә күни ху җинтавниң бу йил 4 - айда америкини зиярәт қилидиғанлиқини җакарлиди.
Золейк өткән айда хитайниң муавин ташқий ишлар министири дәй биңго билән вашингтонда сөһбәт елип барған. У, дүшәнбә күни бейҗиңға йетип кәлди. Золейк, хитай әмәлдарлири билән икки дөләт мунасивити, хәлқара мәсилиләр, қирғинчилиқ характерлик қораллар вә бихәтәрлик мәсилиси бойичә сөһбәт елип баридиғанлиқини билдүргән. У, " америка билән хитай хәлқара сестимидики икки муһим шерикләр. Бир - биримизни тиңшаш, тәң гүллиниш, тинчлиқ, кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш, қанун бойичә иш көрүш бизниң ортақ мәнпәәтмиз" дәйду.
Золейк хитай рәһбәрлири билән көрүшкәндин кейин, чиңдуға бериши мүмкин. У бу йәрдә мүшүк ейиқ тәтқиқат мәркизини зиярәт қилиду вә йәрлик әмәлдарлар билән сөһбәт елип бариду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай америка билән һәрбий алақини күчәйтишни халайдиғанлиқини билдүрди
- Хитай, америкиниң кишилик һоқуқ җәһәттики әйиблишигә рәддийә бәрди
- Хитай- америка юқири дәриҗиликләрниң 2 - нөвәтлик истиратегийилик сөһбити вашингтонда ахирлашти
- Америка - хитай йеңи истратегийилик сөһбитини башлиди
- Америка әлчиси хитайни аммиви тәшкилатларни бастуруш билән әйиблиди