Суңхуаҗяң дәрясиниң булғиниши сәвәбидин җилин нефит химийә ширкитиниң башлиқи вәзиписидин елип ташланди
2005.12.05
Хитай нефит тәбиий газ гуруһи, суңхуаҗяң дәрясиниң булғиниш вәқәси сәвәбидин, җилин нефит химийә тарқақ ширкитиниң баш мудири, партком секритари йүлини вәзиписидин елип ташлиди.
Буниң алдида, хитай муһитни асраш идарисиниң башлиқи җйе җинхуаму бу сәвәбтин вәзиписидин истипа бәргән. Җилин нефит- химийә ширкитиниң бир завутида 11 - айниң 13 - күни партлаш йүз берип, рак кесилини кәлтүрүп чиқиридиған зәһәрлик маддиниң суңхуаҗяң дәряси сүйини еғир булғишини кәлтүрүп чиқарған. Вәқәдә алақидар әмәлдарлар хәлқниң һаят- маматлиқиға тақилидиған бу чоң вәқәни йошурушқа урунуп, су булғинишини һәл қилишниң әң яхши пурситини кәттүрүп қойғанлиқтин, амминиң қаттиқ тәнқидигә учриған иди.
Йүли гәрчә вәзиписидин елип ташланған болсиму, әмма хитай һөкүмити униң бу ширкәттин айрилиш- айрилмаслиқи вә бирәр җинайәт билән әйибләш- әйибләнмәслики һәққидә һечқандақ мәлумат бәрмигән.
Вәқә йүз берип үч һәптидин кейин, хитай даирилири вәқәгә алақидар мәсол хадимларниң мәсулийини сүрүштә қилишқа башлиған. Әмма әнгилийә б б с радио телевизийә истансисиниң хәвиригә қариғанда, хитай хәлқи вәқәгә мәсул әмәлдарларни җазалаш тәдбирлиридин йәнила гуман қилмақта. Уларниң қаришичә, һөкүмәтниң пуқраларниң һаят- маматлиқиға зиян салған әмәлдарларни җазалиши техи толиму йетәрсиз икән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай мәмликәтлик муһит қоғдаш идарисиниң башлиқи хизмитидин истипа бәрди
- Русийилик намайишчилар: амур дәряси хуңхе әмәс
- Хабаровски аһалиси зәһәрлик суниң шәһәргә йетип келишини әндишә билән күтмәктә
- Соңхваҗяң дәрясидики булғиниш русийигә тәсир көрсәтмәктә
- Хитайниң суңхуаҗяң дәрясидики зәһәрләнгән су русийигә йетип барди