Хитайда сорақ җәряни синалғуға елинидикән
2006.05.16
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи, сорақ җәрянида тән җазасииниң алдини елиш үчүн хитай сақчиларни қатиллиқ вә тәшкиллик җинайәт гумандарлирини сораққа тартиш җәрянини синалғуға елишқа чақиридиғанлиқини билдүрди.
Йеқинқи йилларда, хитай сақчилириниң җинайәт гумандарлирини иқрар қилдуруш үчүн тән җазасидин асаслиқ вастә сүпитидә пайдилиниши хитай ичидики һәм хәлқарадики җамаәтниң қаттиқ тәнқидигә учримақта. Бу тәнқидләр нәтиҗисидә, хитай сақчилириниң сорақ җәрянини синалғуға елиш тәклипи оттуриға қоюлған иди.
Хитай җамаәт хәвпсизлик минситирлиқиниң хадими хе тиң, сорақ җәряниниң синалғуға елиниши, җинайәт гумандарлирини қийнаш арқилиқ иқрар қилдурушниң алдини елишқа һәссә қошуши мумкин, деди. Әмма у йетәрлик пули болмиғанлиқи үчүн, намрат районлардики сақчи идарилириниң синалғу үскүнлирини орунлаштуруши қийин дәп көрсәтти.
Бәзи сиясий мулаһизичиләр, хитай җамаәт хәвисизлик министирлиқиниң баянатида, қатиллиқ вә тәшкиллик җинайәт гумандарлириниң сорақ җәряниниң синалғуға елиндиғанлиқи тәкитлинип, сиясий җинайәтчиләрниң тилға илинмиғанлиқи, хитай сақчилириниң сиясий тутқунларға тән җазаси беришни давамлаштуридиғанлиқиниң бир бишарити дәп көрсәтмәктә.
Хитай һөкүмити гәрчә 1996 - йили хәлқара тән җазасиға қарши келишимгә қол қойған болсиму, лекин кишилик һоқуқ паалийәтчилири хитай сақчилириниң болупму сиясий җинайәт гумандарлириға тән җазаси беришни үзлүксиз давамлаштуруватқанлиқини билдүрмәктә. Уларниң ейтишичә, хитай сақчилири болупму уйғур сиясий мәһбусларни иқрар қилдуруш үчүн наһайити вәһший қийнаш усуллирини ишлитидикән.
Өткән йили тунҗи қетим хитай, тибәт вә уйғур елидики түрмиләрни зиярәт қилған бирләшкән дөләтләр тәшкилати тән җазасиға қарши комитетиниң рәиси дохтур манфрд новак, хитай сақчилириниң мәһбусларни ток билән қийнап, уруп, ухлатмай қийниғанлиқини ениқлиғанлиқини билдүрди.
Өткән йили хитай сақчилириниң қийин-қистақлири нәтиҗисидә өз аялини өлтүргәнликини етрап қилип, он йил түрмидә ятқандин кейин, аялиниң тирик пәйда болушидин кейин, түрмидин қоюп берилгән бир хитай пуқрасиниң мәсилиси хитай түрмилиридики тән җазаси тоғрисида һәм хитай ичидә һәмдә хәлқарада қаттиқ ғулғула қозғиған иди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлиси хитайдин яң җйәнлини қоюп беришни тәләп қилди
- Лю ренвен: хитайда йилиға оттура һисаб билән 8 миң адәм өлүм җазасиға һөкүм қилиниду
- Сақчиханиларға җәриманә елиш көрсәткүчи чүшүрүш чәкләнди
- Кишилик һоқуқ әмәлдарлири: тән җазаси қобул қилинмайдиған қилмиш
- Тән җазасини тәкшүргүчи хадими хитай зияритини давамлаштурмақта