Хитайниң % 90 йәр асти сүйи булғанған


2005.12.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитайниң муһит қоғдаш баш идариси, хитай шәһәрлиридики % 90 йәр асти сүйиниң булғанғанлиқини билдүрди. Бу хәвәр кишиләрниң хитайдики 3.1 Милярд кишиниң ичимлик сүйи бихәтәрликигә қарита диққитини тартти.

Хитай муһит қоғдаш баш идарисиниң башлиқи җаң лиҗүн чаршәнбә күни бу һәқтә бәргән доклатида, шәһәрләрдики йәр асти сүйи булғинишиниң еғир дәриҗидә икәнликини әскәртти. Униң ейтишичә, бәзи районларда суниң булғиниш әһвали һәтта йәр йүзигичә йәткән.

Доклатта көрситилишичә, бундақ болушидики сәвәб, хитайниң санаәт завутлири чиқарған керәксиз сулар вә бир тәрәп қилинмиған шәһәр паскина сулири бивастә дәря еқинларға қоюп берилип, нәтиҗидә бу суларниң йәргә сиңип кириши нәтиҗисидә йәр асти сүйиму булғанған.

Нөвәттә хитай һөкүмити 20 йиллиқ иқтисадий тез тәрәққиятниң муһитқа кәлтүргән зиянлири үстидин тәкшүрүш елип беришқа башлиған. Шундақла кәлгүси 25 йилда хитайниң су вәзийити йәнә бир қетимлиқ иқтисадий илгирләшниң бесимиға учрайдикән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.