Хәлқара җәмийәт хитайниң сүний һәмраһға қарши лазир нурлуқ қорал синақ қилғанлиқини әйиблиди


2007.01.19

Хәлқара җәмийәт хитай һәрбий даирилириниң өткән һәптә аләм бошлуқида сүний һәмраһға қарши лазир нурлуқ башқурулидиған бомба синиқи елип барғанлиқини әйиблиди.

Америка , японийә, әнглийә вә австралийә қатарлиқ дөләтләр хитайниң мәзкур аләм бошлуқи қораллар синиқидин пәвқуладдә әндишә қиливатқанлиқини билдүрмәктә. Хәвәрләргә қариғанда 11 - январ күни хитай оттура мусапилиқ башқурулидиған бомба билән 1999 -йили қоюп берилгән бир сүний һәмраһни етип чүшүргән.

Америка дөләт хәвпсизлик комитети баянатчиси гордон җондрое, "америка хитайниң бу хилдики қораллар синиқи елип барғанлиқини икки дөләтниң аләм бошлуқида тинч мәқсәдләр үчүн һәмкарлишиш роһиға хилап, дәп қарайду " деди. японийә болса хитайдин бу һәқтә чүшәнчә беришни тәләп қилған. японийә ички кабинет секретари ясухиса шиозаки, хитайниң һәрбий тәрәққияти мәхпий тутуливатқан әһвал астида бу хилдики синақлар униң мәқситигә қарита гуман туғдуриду, дәп тәкитлиди. Русийә дөләт мудапиә министири сергей иванов болса аләм бошлуқиниң һәрбийләштүрүлишигә қарши туридиғанлиқини билдүргән. Әнглийә болса сүний һәмра сунуқлири пәйда қилидиған тәһдиттин әндишә қилмақта. Әнглийә һөкүмити бу вәқә тоғрисида хитай тәрәп билән алақилишиватқанлиқини әскәртти.

Лекин хитай дөләт мудапиә министирлиқи вә ташқи ишлар министирлиқи вәқә тоғрисидики суалларға җаваб беришни рәт қилмақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.