Хитай америкиниң сүний һәмраһға қарши башқурулидиған синиқи тоғрисида сөзлишиш тәклипигә җавап бәрмигән
2007.01.22
Хитай һәрбий даирилири 11 - январ күни сүний һәмраһға қарши башқурулидиған бомба синиқи елип барғандин кейин, америка хитайниң бу қетимқи һәрбий синиқи тоғрисида чүшәнчә беришини тәләп қилған болсиму, лекин хитайлар һазирға қәдәр америка тәрәпниң тәлипигә җавап бәрмигән.
"Ню йорк вақти гезити" ниң әскәртишичә, америка даирилири хитай тәрәпниң немә үчүн сүний һәмраһға қарши қоралларни тәрәққи қилдуридиғанлиқиға чүшәнчә беришни үмид қилмақта. Америка ташқи ишлар министирликиниң исмини ашкарилашни халимайдиған юқири дәриҗилик бир әмәлдари америка мәтбуатлириға аләм бошлуқидики һадисиләр америка дөләт бихәтәрлики, иқтисади вә ташқи сиясәт мәнпәәтигә зич мунасивәтлик, дәп көрсәтти.
Мәзкур әмәлдар хитайниң һәрикити хәлқара аләм бошлуқи келишиминиң мәқсити вә роһиға хилап, дәйду. У, америкиниң аләм бошлуқидики әслиһәлирини қоғдаш вә мудапиә қилиш һоқуқини сақлап қалидиғанлиқини билдүрмәктә. Хитайниң һәрбий синиқи бош һөкүмитиниң әндишисини қозғапла қалмай, америка дөләт мәҗлисиниңму диққитини қозғиди.
Америка кеңәш палатаси ташқи мунасивәтләр комитетиниң рәиси җосеп байден, хитайниң һәрбий синиқини иғвагәрчилик, дәйду лекин у, буниңға һәддидин зиядә биарам болуш кәтмәйдиғанлиқини тәкитлиди шундақла аләм бошлуқи һәрбий һазирлиқлар мусабиқиси елип беришкә қарши туридиғанлиқини билдүрди. (Әркин)