Америкиниң дөләт мудапиә мәслиһәтчиси: әгәр хитай америка сүний һәмраһлириға һуҗум қилип қалса зийини бәк зор болуши мумкин
2007.03.30
Бәш бурҗәклик бинаниң сабиқ хадими, хитай мәсилиси мәслиһәтчиси майкел пиллсбурй америка дөләт конгириси мәслиһәтчиләр йиғинда, уч хитай консулиниң айрим-айрим 3 парчә китаб йезип хитайниң америкини агаһландурмайла суний һәмраһқа қарши қоралларни ишлитишни һимайә қилғанлиқини ейтти.
Майкел пиллсбурй конгириста гуваһлиқтин өтүп мундақ дәйду " америкиниң орбитидики хитайниң һуҗум қилиш иқтидари даирисигә чүшүп қалған нәччә он сүний һәмраһлириниң орниға йәнә запас сүний һәмраһларни қанчә тиз һаваға чиқаралайдиғанлиқини билмәймән".
Бу йил январда, хитай өзиниң кардин чиққан бир сүний һәмрасини башқурулдиған бомбида етип чүшүргән иди. Америка қошма шитатлири вә сабиқ советләр иттипақиму сүний һәмраһиға қарши башқурулидиған бомба синиқи елип барған .
Лекин хитай орбитида башқа сүний һәмраһларға дәхли қилиш мумкинчилики болған наһайити коп қалдуқ қалдурған дөләт. Майкел пиллсбурйниң билдүрүшичә, хитайниң сүний һәмраһқа қарши қораллар тиришчанлиқини мөлчәрлимәк бәк тәс икән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай русийә билән марсни тәкшүрүштә һәмкарлишиш келишими түзгәндин кейин,әмди аләм бошлуқида қорал- ишлитишни мәний қилишни тәкитлимәктә
- Дуняда сүний һәмраһларни қоғдаш буйичә йеңи бурулуш
- Хитай һөкүмитиниң аләм бошлуқида елип барған башқурулидиған бомба синиқи һиндистанниңму тәнқидигә учриди
- Америка авам палата әзалири америкиниң хитайға қарши аләм бошлуқи риқабәт күчини күчәйтишкә чақирди
- Аләм бошлуқидиму хитайниң әхләтлири ләйләйду