Тәйвән һава армийиси хитайға қарши туруш күчини көрсәтти
2004.08.17
Сәйшәнбә күни тәйвән армийиси америкидин сетип елинған парахотларға қарши етилидиған "һарпоон” намлиқ башқурулидиған бомбиларни етип синақ қилидиғанлиқини ашкарилиди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, тәйвән һава армийиси, ф 16 урушчи айропиланиниң мәшиқ җәрянида америкиниң "һарпоон” намлиқ башқурулидиған бомбисини бир парахотқа етиватқанлиқи көрситилгән син`алғу лентисини мухбирларға көрсәткән. Лекин, бу синақниң қачан елип берилғанлиқини билдүрмигән.
Тәйвән һава армийиси қоманданлиридин полковник лин киңшиң, тәйвән һава қисимлириниң америкиниң әң илғар, һавадин һаваға етилидиған башқурулидиған бомбиси һесабланған им 120 типлиқ башқурулидиған бомбилар билән қоралланғанлиқини тәкитлиди.
Тәйвән һөкүмити -2000 йили, хитай һөкүмити русийә дин AA 12 типтики һава дин һаваға итилидиған башқурулидиған бомба ситивалғандин кийин, америкидин 120 данә AIM 120 типлиқ башқурулидиған бомба ситивалған. Әмма америка һөкүмити техи өткән йили бу қоралларни тәйвәнгә әвәтип бәргән.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, тәйвән қораллиқ қисимлири сәйшәнбә күни хитайниң тәйвәнни ишғал қилиш һәрикитигә қарши турушни мәқсәт қилған бир һәрбий маниверниму башливәтти. (Қанат)