Тәйвән даирилири үч кишини хитайға ишпийонлуқ қилиш җинайити билән әйибләп тутти
2004.09.05
Тәйвән һөкүмәт даирилири, үч нәпәр тәйвәнликни хитайға ишпийонлуқ қилиш җинайити билән әйибләп, қолға алди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң тәйвән даирилириниң мәлуматлирини нәқил кәлтүришичә, хитай чоң қуруқлуқида сода қилидиған хупиң исимлик тиҗарәтчи тәйвән һава армийисиниң икки нәпәр хадими билән тил бириктүрүп, тәйвәнниң күрәшчи айропиланлириға даир ахбаратларни топлиған.
Тәйвән дөләт мудапиә министирликиниң билдүрүшичә, улар буни хитай нәнҗиң армийә райони даирилириниң йолйоруқи билән елип барған. Тәйвән һөкүмити пәйшәнбә күни кәчтә бу үч кишини қолға елип, уларни мунасивәтлик тәптиш даириләрниң тәкшүрүшигә тапшуруп бәргән . Әмма һазирға кәлгичә улар үстидин рәсмий әрз сунмиған.
Тәйвән дөләт мудапиә министирлики, хитай чоң қуруқлуқи билән тәйвән хәлқи арисидики алақиниң күчийиши билән, бир қисим һәрби офетсирларниң дүшмәнгә қарши һошярлиқи төвәнләп кәткәнликини көрситип, бундин кийин, һәрби хадимларниң мәхпийәтликни сақлаш еңини өстүрүшкә алаһидә әһмийәт беридиғанлиқини билдүрмәктә. (Арзу)