Тәйвән тәрәп хитайниң һайтида елип бериватқан һәркәтлирини йеқиндин күзәтмәктә
Тәйвән, хитайниң һайтидики һәркитини күзитиштин илгири, хитай тәрәп 125 нәпәр һуҗумдин мудапиә көрүш сақчисини, һайтеда вәзипә өтәватқан бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мудапиә қисимлириниң паалийитигә қатнишиш үчүн әвәткән иди .
Тәйвән билән һайти диплаоматик мунасивәт орнатқан болуп, тәйвән һайтиға кәлгән хитай сақчилириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики вәзиписидин ташқири мәсиллиләргә арлашмаслиқини тәләп қилди .
Бу арида хитайдики мунасивәтлик хадимлар, тәйвәнни хитайниң бир өлкиси дәп қарайдиғанлиқи, әгәр тәйвән мүстәққилиққә урунса, чоң қуруқлуқниң тәйвәнгә қарита қорал ишлитидиғанлиқи һәққидә тәһдир салди һәмдә тәйвәнниң башқа дөләтләр билән ташқи мунасивәт орнитишиға қәти қарши икәнлигини тәкитлиди . (Әқидә)
©
2004 Radio Free Asia