Хитай чен шүйбийәнниң "тәйвән" аталғусини ишлитиш тәлипини әйиблиди


2004.09.15

Хитай һөкүмити чаршәнбә күни тәйвән президенти чен шүйбийән оттуриға қойған, нөвәттә қоллиниватқан "җуңхуа минго" дегән дөләт намини қисқартип "тәйвән" гә өзгәртиш тәклипини әйиблиди.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиридә көрситилишичә, хитай тәйвән ишлири ишханиси чен шүйбийәнниң, дөләт намини өзгәртиш усули билән мустәқиллиқни истәшкә уриниватқанлиқини әйибләп, чен шүйбийәнгә қаритилған һушярлиқни үстүн тутуш керәкликини билдүрди.

Чен шүйбийән бу йил -5 айда тәйвән прездентликикә қайта сайланған болуп, бу хитай һөкүмитиниң наразилиқини қозғиған иди. Әмдиликтә ченниң, хитай билән биваситә бағлинишини ипадиләйдиған " җуңхуа минго" дегән намни ишләтмәсликкә тиришиши, хитайниң ғәзивини техиму қозғиди.

Буниңдин сирт хитай һөкүмити йәнә, америка авам палатаси йеқинда мақуллиған "хоңкоңниң әркинликини қоллаш" қарариғиму күчлүк наразилиқ билдүрүп, америка һөкүмитиниң хитайниң ички ишиға арилашмаслиқини йәнә бир қетим тәкитлиди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.